Канада федирал сот мәһкимиси һөкүм чиқирип, ләй чаңшиңни хитайға қайтуруветишни буйруған

Канада федирал сот мәһкимиси җүмә күни һөкүм чиқирип, “йүәнхуа әткәсчилик вәқәси” ниң баш гумандари ләй чаңшиңни хитайға қайтурушни буйруған.
Мухбиримиз әркин
2011.07.22

Канада һөкүмәт даирилири шу күни сот мәһкимисини вақипландуруп, ләй чаңшиңниң мушу һәптә ахири хитайға қайтурулидиғанлиқини билдүргән.

Ләй чаңшиң 1999‏-йили “йүәнхуа әткәсчилик вәқәси”гә четилип канадаға қечип кәлгәндин буян, униң мәсилиси канада-хитай арисида нурғун дипломатик аваричиликләрни туғдурған иди.

Канада сот мәһкимилири илгири ләй чаңшиңниң тән җазасиға учраш вә өлүм җазасиға һөкүм қилиниш еһтималлиқини көздә тутуп, униң хитайға қайтурулушини рәт қилған. Бирақ бу қетим хитайниң ләй чаңшиңға өлүм җазаси бәрмәйдиғанға вәдә қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Сот ләй чаңшиңниң мусапир әмәсликини, униң һәрикити җинайи қилмиш билән алақидар икәнликини билдүргән. Хитай һөкүмити җүмә күни канада федирал сот мәһкимисиниң қарариға инкас қайтуруп, сотниң қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики баянатида “биз канада сот мәһкимисиниң қарарини қарши алимиз” дейилгән. Лекин ләй чаңшиңниң сот қарариға қандақ инкас қайтуридиғанлиқи мәлум әмәс. Әгәр у федирал сотниң қарариға дәрһал наразилиқ билдүрүп, юқири дәриҗилик сот мәһкимисигә әрз сунмиса, униң мушу бир қанчә күн ичидә хитайға өткүзүп берилиши муқимлишип қалған болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.