Ли кечяң әйдизниң иҗтимаий мәсилә икәнликни етирап қилди
Мухбиримиз җүмә
2012.12.01
2012.12.01
У, 1 - декабир дуня әйдиз күни мунасивити билән қилған сөзидә мундақ деди: хитайдики әйдиз мәсилиси пәқәт теббий мәсилә болупла қалмастин, бәлки йәнә бир риқабәт характерлик иҗтимаий мәсилидур.
Мәлум болушичә, әйдиз мәсилиси хитайда барғанчә еғирлишиватқан болуп, бу йил әйдиз билән юқумланғанларниң сани алдинқи йилдикидин 8.6 Пирсәнт ашқан.
Бу йилниң өзидила 17миң 740 адәм әйдиз вируси билән өлгән, бу йил өктәбиргичә йеңи байқалған әйдиз юқумдари 68 миң 802 гә йәткән.