“майитри симит” италийидә көргәзмигә қоюлиду
2011.10.06
Бу көргәзмә 21-өктәбир күни башлинидиған болуп, көргәзмигә қатнаштурулидиған бу 18 парчә қәдимий ядикарлиқниң ичидә уйғурларниң буддизм дәвригә аит болған қиммәтлик әсәр “майитри смит” му бар.
Майитри симит 8-әсирдә йезилған зор һәҗимлик бир драма болуп, у 27 пәрдидин тәркиб тапқан. Бу әсәр 1959-йили қумулда бир уйғур падичи тәрипидин тепилған, у һазир уйғур районлуқ музейида сақланмақта.
Майитри симит 1980-йилларниң башлиридин башлап, музейидики уйғур тәтқиқатчилар тәрипидин рәтләп, тәтқиқ қилинған. 1988-Йили әсли нусхисиниң рәсимлири билән хәнзу вә уйғур тиллирида бесип тарқитилған.
Хитай тарихчилириниң тәтқиқат нәтиҗисигә асасланғанда, хитай драмичилиқи суң дәвридә башлинип, йүән дәвридә гүлләнгән. “майитри симит” ниң тепилиши болса уйғур драмичилиқиниң тарихини бир қанчә йүз йил алдиға сүргән иди.