Уйғур мәсчитлиригә хитайниң дөләт байриқи қадалғанлиқи һәққидә муназирә болуватиду
Бүгүн интернет тор бәтлиридә, мәсчитләргә хитайниң дөләт байриқи қадалған вәқә үстидә қозғалған муназириләрниң һәммиси хитайчә йезилған.
Обзор язғанларниң бири, әслидә бу байрақ билән мәсчитниң мәзмуни пәқәт бир-биригә тоғра кәлмәйтти, мана әмди бу таза маслашмиған җәмийәт бопту, дәп язған болса, йәнә бири, әмди дөләт кадирлири, коммунист партийә әзалири бу байриқини көрүп мәсчиткә киргили турса, һөкүмәт қандақ қилисиләр? дәп соал қойған.