Москвада йеңи қуруливатқан хитай маллири базириға қарши намайиш өткүзүлди
Намайишта мәзкур базарниң қурулушиниң бикар қилиниши җиддий һалда тәләп қилинған. Униң алдида йәнә бир хитай маллири базири, әтраптики аһалиләрниң тәливигә бинаән тақиветилгән; буниң билән бу базардики бир қисим хитай тиҗарәтчиләр юртиға қайтип кәткән; бир қисми москва сода сарийи қатарлиқ чоң мәркизи базарларға көчүп киргән; йәнә бир қисм содигәрләр үчүн башқа орундин йеңидин базар селинмақта иди.
Московалиқиларниң хитай маллири базириға қарши туруши, хитай тиҗарәтчиләрниң муһит тазилиқиға етивар бәрмәслики, топ мал тарқитидиған кона қатнаш қораллириниң тездин көпийип кетиши қатарлиқ муһит гүзәлликигә қарита бузғунчилиқи асаслиқ сәвәп болған. Буниңдин башқа йәнә хитай маллири базириниң кеңийип кетиши шу райондики йеник санат карханилириниң тақилип кетиши, ишсизлиқниң көпийиши қатарлиқ мәсиләрни пәйда қилған.
Шуңа өткән һәптә бир түркүм кишиләр президент виладимир путинға очуқ хәт йезип, хитай маллири вә хитай тиҗарәтчиләрниң москвада көпийип кетишини чәкләшни тәләп қилған. Очуқ хәттә, хитай тиҗарәтчиләргә қарита һақарәт мәнисидики сөзләрму қоллинилған.
Алдинқи күнки намайишта, қаттиқ қар йеғиватқиниға қаримай, көп санда киши намайишқа иштирак қилған.