'Муһәббәтниң 10 шәрти' америкида өткүзүлидиған 'тағ филим фестивали' да қоюлиду

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң һаят паалийити баш тема қилинған һөҗҗәтлик филим - "муһәббәтниң он шәрти" америкида өткүзүлидиған "тағ филим фестивали" намлиқ фестивалда қоюлиду.
Мухбиримиз җүмә
2010.05.17

Баш штаби америкиниң колорадо штатиниң тәллурид шәһиригә җайлашқан "тағ филим фестивали" гуруһи бир мустәқил филим фестивали болуп, бу йил 32 - йилиға қәдәм қойди.

Фестивал тор бетидә көрситишичә, фестивал мушу айниң 28 - күнидин 31 - күнигичә 4 күн давам қилидикән. "Муһәббәтниң он шәрти" 28 - май вә 31 - май күнлири 2 қетим көрситилидикән.

Фестивал тәшкиллигүчи кино бурнс, мәзкур филим фестивалида пәқәт дунядики диққәт қилишқа тегишлик вәқә вә шәхсләргә аит ишләнгән әһмийәтлик филимләр көрситилидиғанлиқини билдүргән.

"Муһәббәтниң он шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филим, 2009 - йили тунҗи қетим австралийидә өткүзүлгән мелбурн хәлқара филим фестивалиға қоюлған вә австралийә - хитай мунасивәтлиридә соғуқчилиқ пәйда қилған иди.

"Муһәббәтниң он шәрти" йәнә тәйвәндә елип берилған "гавшюң филим фестивали" вә америкиниң атланта шәһиридә ечилған филим фестиваллирида қоюлған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.