Түркийидики атақлиқ җамаәт әрбаби муһәммәд салиһ һаҗим вапат болди

Түркийидики уйғурлар арисида тонулған җамаәт әрбаби муһәммәд салиһ һаҗим 13 - ноябир күни истанбул шәһиридә 87 йешида вапат болған.
Мухбиримиз үмидвар
2010.11.15

Муһәммәд салиһ һаҗим чәтәлләрдики уйғур җамаити, болупму түркийигә йәрләшкән уйғур җамаити арисида кәң тонулған вә һөрмәткә сазавәр болған җамаәт әрбаби болупла қалмастин бәлки өткән әсирниң 30 - 40 - йиллиридики уйғур елиниң сиясий - иқтисадий һаятини өз көзи билән көргән һәм көплигән вәқәләргә қатнашқан тарихий шаһид иди.
 
Муһәммәд салиһ һаҗим 1923 - йили, атушниң мәшһәт дегән йеридә дуняға кәлгән, 1934 - 1937 - йиллири арисида мәмтили тәвпиқ ачқан атуштики мәктәптә оқуп, тәвпиқ әпәндиниң изчилириниң биригә айлинип, мәмтили тәвпиқ йетәклигән изчиларниң қәшқәр вә атуш әтраплиридики йеңичә маарип тәшвиқат паалийәтлиригә актип қатнашқан.

Муһәммәд салиһ һаҗим таки өмриниң ахирлириғичә мәмтили тәвпиқ өгәткән шеирларни унтуп қалмиған иди. У, 1939 - 1940 - йили арисида ғулҗиға берип, тиҗарәт билән шуғулланған һәмдә 1944 - 1949 - йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити мәзгилидә ғулҗида яшаш вә башқа шәһәрләргә берип - келиш җәрянида көплигән мәшһур тарихи шәхсләр билән учрашқан. У, инқилаб рәһбәрлири әлихан төрә вә әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң ялқунлуқ нутуқлирини аңлиған.
 
Мәрһум муһәммәд салиһ һаҗим 1981 - йили түркийигә келип йәрләшкәндин буян уйғурларниң җамаәт, мәдәнийәт вә сиясий паалийәтлиригә актип қатнишип, өзиниң тегишлик ролини җари қилдуруш билән биргә җамаәтниң һөрмәтлиши вә қәдирлишигә еришкән әрбабқа айланған иди.
 
Муһәммәд салиһ һаҗим һаят вақтида көп қетим әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң мәдәнийәт, иҗтимаий, иқтисадий вә сиясий мусапилири һәққидә өз көз қарашлири оттуриға қойған. У йәнә, шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики хатирилириниму баян қилған иди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.