Бо шиләй компартийидин қоғлап чиқирилди

Хитайни зилзилигә салған чоңчиң шәһириниң сабиқ партком секретари бо шиләй вәқәсиниң давами сүпитидә хитай рәһбәрлик қатлиминиң бо шиләйниң компартийә әзасилиқ салаһийитини елип ташлиғанлиқи хәвири тарқалди. Бу һәқтә японийиниң “асахи шинбин” гезити учур тарқатқан болуп, хитай компартийисиниң алий рәһбәрлики бей дәйхеда йиғин чақирип, бо шиләйни компартийидин қоғлап чиқиришни қарар қилған.

2012.08.26


Хәвәрдин мәлум болушичә, бо шиләй нөвәттә бейҗиңдики өйигә нәзәрбәнд қилинип, мәркизий интизам тәкшүрүш комитети униң барлиқ қилмишлирини тәкшүрмәктә икән.

Бо шиләйниң компартийидин қоғлап чиқирилиши хитай компартийисиниң 18 - қетимлиқ қурултийиниң ечилиш һарпилириға тоғра кәлди. Сиясий мулаһизичиләр бо шиләй вәқәсиниң хитай компартийиси юқири қатлимидики җаң земин гуруһи билән һазирқи ху җинтав гуруһи арисидики ички зиддийәт вә күрәшләр билән четишлиқ икәнликини тәһлил қилишмақта, техи йеқинда хитай сот даирилири бо шиләйниң аяли гу кәйләйни әнглийә пуқрасини өлтүрүш җинайити билән әйибләп өлүм җазасиға һөкүм қилип, икки йил кечиктүрүп иҗра қилишни бәлгилигән иди.

Бо шиләйгә кәлгүсидә йәнә қандақ конкрет җинайәтләр артилидиғанлиқи һазирчә намәлум. Көзәткүчиләр партийидин чиқирилишниң җазалашниң әң ахирқи нуқтиси әмәсликини оттуриға қоюшмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.