Нәнси пелоси ханим хитай билән хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәм тибәт мәсилиси тоғрулуқ сөһбәттә болиду
Мухбиримиз миһрибан
2009.05.21
2009.05.21
Нәнси ханим 5 - айниң 24 - күни йәни келәр йәкшәнбидин 5 - айниң 31 - күнигичә бир һәптилик вақит ичидә, хитай билән тибәт мәсилиси һәм хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә сақлиниватқан мәсилиләр һәққидә сөһбәттә болидикән.
Хитайдики начар болған кишилик һоқуқ мәсилиси, һәм хитайниң тибәт һәм уйғур елидә йүргүзүватқан бир қатар қаттиқ сиясәтлири, тибәт вә уйғур районидики хәлқләрниң наразилиқини қозғап келиватқан болуп, бу әһвал хитайниң хәлқарадики абруйини қаттиқ чүшүрүвәткән, хитай хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин, кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләр тизимликигә киргүзүлгән иди.
Һәтта, бу йил 5 - айда испанийә али соти, хитайниң тибәт райони партком секритари җаң чиңли, хитайниң уйғур елидики партком секритари ваң лечуән вә хитай дөләт мудапиә министири лйән гуаңлйе, хитай дөләт бихәтәрлик министири, гең хуйчаң, җамаәт хәвпсизлик министири миң җйәнҗу қатарлиқ үч министир хитай миллий ишлар комитети рәиси ли деҗу, лхасаға җайлашқан хитай азадлиқ армийиси қомандани туң гүйшән вә чеңду қораллиқ сақчи қисим сиясий комиссари җаң гүйхуа қатарлиқ 8 кишини инсанийәткә қарита җинайәт өткүзгән җинайәткар дәп әйибләп, хәлқара сотта сотлашни тәләп қилған иди.