Нобел әдәбият мукапати саһиби мо йен, лю шявбониң әркинликкә еришишини үмид қилди
2012.10.12
Бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, мо йен бу арқилиқ өзигә қаритилған тәнқидни юмшитишни мәқсәт қилған. Бирақ бу йил 57 яшлиқ мо йен йәнә, 1980-йиллири лю шявбониң әсәрлирини оқуғанлиқи, лекин лю шявбониң сиясий мәсилиләргә йүзләнгәндин кейин, униң әсәрлирини чүшинәлмәй қалғанлиқини билдүргән. Лю шявбо, 2008-йили асаси қанун низамнамиси, намлиқ һөҗҗәткә имза қоюш һәрикити башлап, демократийә вә федератсийә түзүмигә көчүшни тәләп қилған.
Бирақ хитай һөкүмити бу һәрикәтни бастуруп, 2009-йили лю шавбони 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Мо йен, лю шявбониң тезрәк әркинликкә еришишини үмид қилған дәл шу күни, чегрисиз мухбирлар тәшкилати, лю шявбониң аяли лю шяниң қисқа филимни елан қилди. Лентиға аилисигә нәзәрбәнд қилинип, талаға чиқиши мәни қилинған лю шяниң, деризидин талаға қарап тамака чекиватқан көрүнүши елинған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати елан қилған баянатида, “деризидә туруп тамака чекиш лю шяға қалдуруп қоюлған бир қанчә әркинликниң бири, халас” дәп көрсәткән.
Мо йен болса, лю шявбониң саламәт қоюп берилип, сиясий вә иҗтимаий система һәққидики тәтқиқатини давамлаштурушини үмид қилған. Лекин атақлиқ сәнәтчи әй вейвей мо йенни тәнқидләп, униң хәлқни изчил зәһәрләп келиватқан система билән һәмкарлишип келиватқанлиқини илгири сүргән.