Бейҗиң шәһәрлик юқири сот мәһкимиси нобил комитетини тәнқид қилди

Бейҗиң шәһәрлик юқири сот мәһкимисиниң бир баянатчиси җүмә күни нобил комитетини тәнқидләп, 2010‏ - йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң түрмидики хитай өктичилиридин лю шавбоға берилгәнликини әйиблигән.
Мухбиримиз әркин
2010.10.29

Анализчилар бейҗиң шәһәрлик юқири сотниң нобил комитетини тәнқид қилғанлиқи хитай һөкүмитиниң лю шавбони қоюп бериш һәққидики хәлқара чақириқларға қулақ салмайдиғанлиқиниң бишарити дәп қаримақта.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бейҗиң шәһәрлик юқири сот баянатчиси тинчлиқ мукапатиниң лю шавбоға берилиши җуңгониң әдлийә һоқуқиға қопаллиқ билән арилашқанлиқтур, дәп тәнқид қилип, "җуңго әдлийә органлири җуңго қануни бойичә иш беҗириду вә лю шавбоға берилгән җаза сотниң һөкүми күчкә игә болғандин тартип иҗра қилинишқа башланған" дәп көрсәткән.

Бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати лю шавбоға берилгәндин кейин, америка президенти обама қатарлиқ дуня рәһбәрлири вә бурун нобил мукапатиға еришкәнләр арқа - арқидин баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин лю шавбони қоюп беришни вә униң аялини нәзәрбәнттин азад қилишни тәләп қилған.

Лю шавбо нобил тинчлиқ мукапатиға еришкәндин кейин, хитай һөкүмити лю шавбониң аяли лю шяни нәзәрбәнт қилипла қалмай, дең зилин, юй җйә, фең җеңху қатарлиқ өктичи затлар вә бир қисим тор язғучилирини тәқип астиға алған иди.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати җүмә күни хитай даирилирини тәнқидләп, хитайниң өктичи затларға иғвагәрчилик қилиш һәрикитидин "биарам' болуватқанлиқини билдүрди. Шу күни йәнә җуңго кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқни қоғдиғучилар, өктичиләр вә мустәқил зиялийларни җазалашни тохтитишни шундақла уларниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.