Нур бәкри уйғур аптоном районидики алий мәктәп оқуғучилирини милләтләр иттипақи үлгилиридин өгинишкә чақирди
У сөзидә яшларни милләтләр иттипақлиқи үлгилиридин өгинип, милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүшкә дәвәт қилған.
Әмма һазир уйғур районида алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәткә орунлишиш мәсилиси җәмийәттә еғир наразилиқ пәйда қиливатқан мәсилиләрниң бири болуп, оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәткә орунлишишта очуқ - ашкара миллий кәмситилишкә учраватқанлиқи хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириниң доклатлиридиму йәр алған. Шундақла бу 5-июл үрүмчи вәқәсиниң қозғилишиниң муһим сәвәблириниң бири қилип көрситилгән иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, нур бәкри сөзиниң ахирида алий мәктәп оқуғучилириниң ишқа орунлишиш мәсилиси вә шундақла аптоном районлуқ һөкүмәт йеқинда елан қилған уйғур районидики алий мәктәп вә техникомларни пүттүргән яшларни ишқа орунлаштуруш пилани һәққидә алаһидә чүшәндүрүш бәргән.
Уйғур вәзийитини көзәткүчиләр буниң 5- июл вәқәсидин кейин хитай даирилириниң алий мәктәп оқуғучилири арисидики һөкүмәткә болған наразилиқтин чөчүшкә башлиғанлиқиниң ипадиси икәнликини билдүрүшмәктә.
Уйғур елидики кишилик һоқуқ вә миллий кәмситиш вәзийитиниң техиму еғирлишиватқанлиқи хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму диққитини тартип келиватқан болуп, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә америка әркинлик сарийиниң сәйшәнбә вә чаршәнбә күнлиридики айрим-айрим доклатлиридиму уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлашқанлиқи мәхсус баян қилинған иди.