Америка президенти бир иҗраийә буйруқиға имза қойди
2013.02.13
Обама йәнә сәйшәнбә күндики “дөләтниң нөвәттики әһвали” һәққидики нутқида америка дөләт мәҗлисини тор һуҗумиға қаритилған бир қанун түзүп чиқишқа чақирди.
Обама нутқида америкиниң дүшмәнлири “енергийә торимиз, пул - муамилә муәссәсилиримиз вә һава қатнишини башқуруш системимизға бузғунчилиқ қилишни истимәктә” деди.
Обаманиң мәзкур тор бихәтәрлики һәққидики буйруқи бойичә америка дөләтлик өлчәм вә технологийә җәмийити ширкәтләрниң һуҗумға учриғанда қандақ қилиши тоғрисида өлчәм бәлгиләп чиқидикән.
Америкидики нопузлуқ гезитләрдин “ню - йорк вақит гезити”, “вал стрит журнал гезити”, вә “вашингтон почтиси” икки һәптә илгири хитай тор бузарлириниң һуҗумиға учриғанлиқини елан қилған.
Обама һөкүмитиму америкиға тор һуҗуми қиливатқан дөләтләргә агаһландуруш бәргән иди.