20 - январ күни, 44 - нөвәтлик америка президенти қәсәм берип вәзипә тапшурувалиду
Америкидики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, барак обаманиң президент болуп сайлинишни, америкидики ирқий айримичилиқ вә ирқий өчмәнликниң хатимиси вә бундин 40 йил бурун қәсткә учрап өлүп кәткән қара тәнлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси, нобел тинчлиқ мукапати саһиби мартин лутир киңниң "һәммә адәм баравәр" лик ғайисиниң реаллиққа айлиниши, дәп қарашмақта.
Йеңидин сайланған америка президенти барак обама, нөвәттә дуня бойичә әң күчлүк муназирә қозғиған шәхсләрниң бири болуп, у һоқуқ тапшурувалғандин кийин америкиниң гуантанамо һәрбий түрмисини тақайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди.
Обаманиң мәзкур пилани дуня җамаәтчиликиниң алқишиға еришкән болуп, униң мәслиһәтчилири, гуантанамони тақаш барак обама вәзипигә олтурғандин кийин алидиған тунҗи муһим қәдәмлириниң бир болуши мумкинликини оттуриға қойған.
Америкиниң гуантанамодики һәрбий түрмисидә 17 нәпәр уйғур яшму тутуп турулуватқан болуп, нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири мәзкур уйғурларни өзлири турушлуқ дөләтләргә җайлаштуруш үчүн һәр түрлүк тиришчанлиқларни көрсәтмәктә.