Обама “сүрийә өктичиләргә химийиви қорал қолланса, америка вәзийәткә арилишиду”
Б д т бихәтәрлик кеңишидики пикир ихтилапи сәвәбидин б д т ниң сүрийә вәзийитигә тәйинлигән әлчиси кофи аннан йәкшәнбә күни вәзиписидин айрилған вә сүрийидә тәкшүрүш елип бериватқан б д т хизмәт гурупписиму йәкшәнбә күни сүрийидин айрилған. Шуниңдин кейин сүрийә армийиси исянчиларға қарита һуҗумини техиму җиддийләштүрмәктә.
Сүрийә вәзийитиниң тәрәққиятидин әндишә қилған америка президенти обама, алдинқи күни сүрийә һөкүмитини агаһландуруп, америкиниң һазирға қәдәр сүрийә вәзийитигә әскирий җәһәттин арилишишни ойлашмиғанлиқини, әмма сүрийә армийиси исянчиларға қарши химийиви қорал қолланса, у чағда америкиниң сүрийә вәзийитигә әскирий җәһәттин арилишидиғанлиқини билдүрди.
Сүрийә армийиси бүгүн, дәмәшиқтики исянчилар маканлашти, дәп қаралған җайларни бомбардиман қилип, йәнә 47 кишини өлтүргән.