Америка хитайниң аләм бошлуқи тәрәққият пиланиниң ғәризигә ениқлима беришни үмид қилди

Америка истиратигйилик қоманданлиқ штабиниң қомандани генерал кәвин чилтон, хитайниң аләм бошлуқи техникисиниң тез раваҗлиниватқанлиқини, лекин америка хитайниң аләм бошлуқи техникисини раваҗландуруш пиланини йолға қоюштики мәқситини айдиңлаштурувелишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2009.11.05

Чилтон, аләм бошлуқи һәр қайси әлләрниң риқабәт мәйдани болуп келиватқанлиқини, хитайниң аләм бошлуқи техникисини раваҗландуруш пилани йеқинқи 10 йилдин буян тез илгириләшкә еришип, көзәткүчиләрни һәйран қалдурғанлиқини, лекин бу хитайниң һәрбий тәрәққиятини очуқ - ашкара тутушниң муһимлиқини намайән қиливатқанлиқини тәкитлигән.

Буниңдин сәл бурун, хитай һава армийисиниң қомандани шү чиляң, хитай һава армийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән хитай мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, "мәлум мәнидин ейтқанда, аләм бошлуқини контрол қилиш йәр йүзини, деңиз вә електрон дунясини контрол қилиш демәкликтур" дегән. Униң аләм бошлуқи һәрбий һазирлиқлар мусабиқисиниң йүз бериши" тарихий муқәррәрлик" дегән сөзи, хәлқара мәтбуатлар вә һәрбий көзәткүчиләрниң диққитини қозғап, хитайниң аләм бошлуқи һәрбий һазирлиқлириға қарши туруш мәйданида өзгириш болуватамду ? дегән гуманни қозғиған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси ма җавшүй пәйшәнбә күни мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берип, хитайниң аләм бошлуқини һәрбий һазирлиқлардин хали қилиш мәйданида өзгириш болғанлиқини рәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.