'Барак обама уйғур вә тибәт мәсилисидә хитайға бесим ишлитиши керәк'
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия ишлири дериктори софия ричердсон ханим хоңкоң чәтәллик мухбирлар кулубида қилған сөзидә өзлириниң һәр қайси һөкүмәтләрниң хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисигә тутқан позитсийидин қаттиқ әпсусланғанлиқини ейтип мундақ деди: "биз һөкүмәтләрниң тибәт вә уйғур мәсилиси тоғрисда хитайға тутқан позитсийисдин қаттиқ әпсусландуқ, әгәр обама бу нөвәт тибәт вә уйғур мәсилиси тоғрисда гәп қилмиса, бу иш түгишиду. Америка президенти башқа дөләтләрдики кишилик һоқуқ мәсилилирини көтүрүп чиққан туруғлуқ, хитайға кәлгәндә җим турувалмаслиқи керәк. Башқа дөләтләргә қандақ қилған болса, хитайғиму шундақ қилиш керәк."
Речердсон ханим йәнә, " америка, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисигә даир нурғун мәислиләрни көрмәскә селип өткүзиветиш арқилиқ хитайға, 'америка сениң бу ишлириңға диққәт қилмайду' дәйдиған сигнални берип қойди," деди.
Америка президенти барак обаманиң хитайда елип баридиған зиярити алақидар тәрәпләрниң қаттиқ диққитини тартмақта. Һәр қайси кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә тәшкилатлири обамани кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирмақта.
Бүгүн тйәнәнмен вәқәсидә оғлидин айрилип қалған тйәнәнмен анилири тәшкилатиниң әзаси диң зилиңму очуқ хәт елан қилип, обамани хитайға даңлиқ өктичи язғучи лю шявбони қоюветиш һәққидә бесим ишлитишкә чақирди.