Пакистандики өмәр уйғур вәхпи исламабадта уйғурлар вә бир қисим пакистанлиқларға иптар зияпити бәрди

Пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи бүгүн йәни дүшәнбә күни пайтәхт исламабадтики бир аммиви паалийәт сорунида иптар зияпити бәрди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.08

Зияпәткә уйғурлар, йәрлик пакистанлиқлар вә афғанистанлиқ көчмәнләр болуп 300 гә йеқин киши қатнашти.

Иптар зияпитидә, йеқинда хотән вә қәшқәрдә хитай һөкүмранлиқиға қарши һәрикәтләрдә һаятидин айрилған уйғур пидаийларниң роһиға атап дуалар оқулди.

Һуҗумда әсиргә чүшкәнләрниң бихәтәрлики вә аилә тавабатлириниң хатирҗәмлики үчүн тиләкләр тиләнди.

Иптар ахирлашқанда бир қисим қийинчилиқи бар аилиләргә кийим-кечәк вә йемәк- ичмәк қатарлиқ ярдәм буюмлири тарқитип берилди.

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери пакистандики уйғурларниң, болупму өмәр уйғур вәхпиниң һәрқандақ мәзмундики йиғилишлирини сәзгүрлүк билән көзитип вә уни тосушқа урунуп келиватқан иди.

Бүгүнки бу иптар зияпити, қәшқәр вә хотәндә һуҗум қилиш вәқәлири йүз берип, хитай билән пакистанниң уйғур миллий һәрикитигә қарши һәмкарлиқи қайта җамаәт пикриниң күнтәртипидә туруватқан бир мәзгилгә тоғра кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.