Әслидә сайламда 17 милйон адәмниң беләт ташлайдиғанлиқи тизимға елинған болсиму, бирақ, бу санниң һәммиси қатнашмиған. Өзбекистан парламентиниң төвән палатасидики 135 орун үчүн 506 намзат сайламға чүшкән болуп, мәлум болушичә буларниң көпчилики һөкүмәтни қоллайдиған партийиләрдин көрситилгән икән. Бу намзатларни асаслиқи өзбекистан демократик партийиси" миллий тиклиниш", өзбекистан сотсиял - демократлар партийиси "адаләт", өзбекистан әркин - демократик партийиси вә өзбекистан хәлқ - демократик партийиси қатарлиқлардин келип чиққан намзатлар тәшкил қилидикән.
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, өзбекистанда техи өктичи партийиләр тизимға елинмиғанлиқи үчүн уларниң парламентта орунға игә болуши мумкин әмәс икән.
Нөвәттә, өзбекистан сөз вә мәтбуат әркинлики еғир дәриҗидә чәклиниватқан дөләт қатарида қаралмақта, өктичилик пикирдики кишиләрни қолға елиш ишлири даим болуп турмақта, сабиқ президент намзати муһәммәд салиһ қатарлиқ бир түркүм өктичиләр һазирму чәтәлләрдә өз паалийәтлирини давамлаштурмақта.
Бу қетимқи сайлам үстидин явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқи тәшкилати, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиниң иҗраийә комитети, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә ислам конферансийиси қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар һәмдә америка қатарлиқ 36 дөләтниң көзәткүчилири мәхсус көзитиш елип барған. Сайлам үчүн өзбекистан һөкүмити 8 йерим милйон доллар чиқим қилған икән.