Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати өзбекистан кишилик һоқуқ паалийәтчисигә артилған җинайәтләрни ойдурма дәп көрсәтти
Өзбек даирилири бу йилниң бешида өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчиси ғәйбулла җәлиловни "диний әсәбийлик" җинайити билән әйибләп, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Мәлум болушичә, өзбек даирилири откән һәптә җәлиловниң җаза муддитини йәнә 4 йил узартқан.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати җүмә күни бу һәқтә елан қилған баянатида, җәлиловқа артилған җинайәтниң асассиз икәнликини көрсәтти.
Өзбекистан мустәқил болғандин кейин, хитай башчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қаритилған бастурушни күчәйткән иди.