Пакистан һинди дәряси вадисида ғайәт зор һәрбий күчниң пәйда болушидин әнсирәйду

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, пакистанниң ядро қораллирини башқуридиған дөләт қоманданлиқ оргини NCA бүгүн, пакистандин һиндистанғичә созулған һинди дәряси вадисида ғайәт зор һәрбий күчниң пәйда болушидин әнсирәватқанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз вәли
2010.01.13

Хәвәрдә баян қилишичә, һиндистан йеқинда русийиниң 'нерпа' бәлгилик атом қуввити су асти парахотини иҗарә алғандин кейин, һиндиистан һәрбий қисимлириниң баш қомандани дипак капур, һиндиистан һазир пакистан билән хитайға бирла вақитта қарши туруш иқтидариға игә дәп җакарлиған иди.

2008‏ - Йили 11 ‏- айда, пакистанға қарашлиқ қораллиқ күчләр һиндистанниң мумбай шәһиридә уштумтут һуҗум қозғап 166 нәпәр бигуна адәмни өлтүргәндин кейин, һиндиистан билән пакистанниң мунасивити җиддийлишишкә башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.