Пакистан қисимлири билән талибанлар оттурисидики җәңдә мусапирлар көпәймәктә
Пирзубар шаһ, салман мәсуд, картотта галларниң исламабадтин, мардандин вә кабулдин йоллиған хәвәрлиригә қариғанда, җүмә күни пакистан қисимлири пакистан пайтәхтиниң ғәрбий шимал тәрипидики кәң районларни контрол қиливалған талибанларға қарши елип барған җиддий җәңдин кейин, сват районидин юрт - маканлирини ташлап җәнубқа қарап еқиватқан мусапирлар сани 300 миңдин ашиду. Талибанлар һазирму пакистан пайтәхтигә йеқин җайдики мингора, бунәр дегән җайларни контрол қилип турмақта.
Хәвәрдә ейтилишичә, юртини ташлап қачқан бир аял мусапир мухбирға 'һөкүмәт қисимлири билән талибанлар өз - ара дост, улар бир - бирини өлтүрмәйду, һөкүмәт қисимлириниң бомбиси бизгә тағ тәрәптин келиватиду, талибанларниң оқи шәһәр тәрәптин келиватиду, биздә һазир җандин башқа һечнемә қалмиди' дәп дәрд ейтқан.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң мусапирларға ярдәм қилиш хадимлириниң ейтишичә, пакистанда һазир мусапирлар қошуни күндин - күнгә көпийиватиду. Бу қетим юртлиридин мусапир болуп чиққан 200 миңдин артуқ адәм һазир, буниңдин бурунқи йерим милйон мусапирлар сепигә қетилди. Б д т ниң инсанпәрвәрлик ярдәм бериш хадимлири һазир пакистан мусапирлириға беридиған ярдәмни үлгүртәлмәйватиду.
Пакистан қисимлириниң генерали атар аббасниң равалпиндидики қуманданлиқ шитабида баян қилишичә, пакистан қисимлири бу қетимқи җәңдә талибанлардин 140ни өлтүргән, пакистан әскәрлиридин 7 си чиқим болған. Әмма һазир бу учурни испатлайдиған йәнә башқа мәнбәә йоқ.