Пакистан ш. Түркистан җәңчилиригә қарши хитай билән һәмкарлишидиғанлиқини елан қилди
Малик, ш. Түркистан җәңчилириниң пакистан - афғанистан чегрисидики тағларда талибанлар вә башқа гуруһлар билән "гуруппа уюштурғанлиқи" ни әскәртип, пакистанниң қолға чүшкән уйғурларни болса йәнә хитайға өткүзүп беришкә тәйяр икәнликини тәкитлигән. У мундақ дәйду": биз тәдбир қоллиниватимиз. Қолға чүшкәнләрниң ким болушидин қәтий нәзәр ... Улар иккиләнмәй хитай өткүзүп берилиши лазим." У йәнә хитайниң пакистан сақчи қисимлирини ахбарат вә әслиһәләр билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән.
Пакистан һөкүмити йеқинда пакистанда панаһлиниватқан уйғурлардин 9 кишини тутқун қилип, уларни хитайға өткүзүп бәргән иди. Пакистан бу һәрикити билән хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап, мусапирларни қоғдаш тоғрисидики хәлқара әһдинамиларни аяғ - асти қилиш билән әйибләнгән.
Рахман малик йәнә, "мениңчә, улар һәрикитини йәнә мәлум вақит давамлаштуруши мумкин. Чүнки уларниң көп қисими сват вадисидин айрилған, уларниң қайта уюшуш еһтималлиқи бар. Лекин биз пүтүн вастиларни қоллинип, уларниң қайта тәшкиллинишигә йол қоймаймиз" дегән.