Пакистанда хитай инженер һәм ишчилирини өлтүрүш вәқәси йүз бәрди
Өз мухбиримиз меһрибан
2011.11.22
2011.11.22
Хәвәрдә дейилишичә, пакистан даирилири бу һуҗумниң пакистандики хитайға қарши талибанлар тәрипидин елип берилғанлиқини илгири сүргән. Бүгүн чүштин кейиндин башлап бу хәвәр хәлқарадики көплигән хәвәр агентлиқлири тәрипидин көчүрүп тарқитилди.
Германийидики уйғур авази тор бекитиму бу хәвәрни көчүрүп тарқатти. Уйғур авази тор бекитиниң хәвиридә бүгүн пакистанда йүз бәргән хитай ишчилириға һуҗум қилиш вәқәсини, хитай һөкүмити тәрипидин “ пакистанда хитайға қарши һәрикәт қиливатиду” дәп әйиблинип келиватқан “ шәрқий түркистан ислам тәшкилати” ниң талибанлар арисидики адәмлири садир қилған болуши мумкинлики һәққидики пәрәзләрниң оттуриға қоюлуватқанлиқи илгири сүрүлди.