Пакистанлиқ уйғулар пакистанниң дөләт байримини тәбрикләшкә қетилмиди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.08.14
2009.08.14
Бүгүн, йәни 14 - авғуст пакистан мустәқиллиқ байримида, бу дөләттики бир қисим уйғурлар һечқандақ бир тәбрикләш паалийитигә қетилмиған; буниң орниға үрүмчи шеһитлирини хатириләп, қуран тилавәт өткүзгән.
Пакистандики өмәр уйғур вәхпиниң билдүрүшичә, бүгүнки қуран - тилавәткә уйғурлар вә йәрлик пакистанлиқлар болуп, 100 дин артуқ киши қатнашқан. Пакистан һөкүмити һазирға қәдәр 20 дин артуқ уйғурни хитайға қайтуруп бәргән; үрүмчини зиярәт қилған 26 дөләт дипломатлар зиярәт өмигидики пакистан вәкили хитайниң 5 - июл намайишини қаттиқ қол бастурушини қоллап пикир баян қилған.
Пакистандики бирқисим уйғурларниң, пакистан дөләт байримини тә брикләшкә қетилмаслиқи, пакистан вәкилиниң үрүмчидики сөзлиригә наразилиқ сәвәбидин болуши мумкин.
Нөвәттә, пакистанда яшаватқан уйғурлар, пакистан һөкүмитидин нарази икәнликини билдүрүш билән биллә, пакистан хәлқидин разилиқини, болупму сиясий панаһланғучиларни чәт - яқидики пакистан хәлқиниң қанат астиға еливатқанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрмәктә.