Гуантанамодики уйғурлар пат йеқинда палавға орунлишиду
Бу учурни палав президенти җоһнсон торибиоң өзи ашкарилиған болуп, униң шәнбә күни мәтбуатларға билдүрүшичә, гуантанамодики 13 уйғурниң 4 тин 9 ғичә болған қисими келәр йили январдин бурун палавға йәткүзилидикән, бирақ, мәзкур уйғур тутқунларниң адвокати болса уларниң бәлки авғустниң ахири 9 - айниң бәшида палавға йәткүзүлүши мумкинликини әскәрткән.
Палав президенти бу уйғурларниң инсанпәрвәрлик нуқтисидин қобул қилинғанлиқини, палавниң америка қошма штатлири билән қоюқ мунасивити барлиқини тәкитлигән.
Гуантанамодики 17 уйғурниң төт нәпири новәттә, атлантик окяндики бермуда дөлитидә турмақта, йеқинда уларниң ишқа орунлашқанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалған иди. Палав президенти вә һөкүмитиниң қалған уйғурларни қобул қилишқа әһмийәт бериватқанлиқини илгири сүрүлмәктә.