Исраилийә ғәззәгә қуруқлуқтин һуҗум қозғиди

Бир һәптидин буян исраилийә армийиси ғәззә районини кәң көләмдә топқа тутқандин кейин, шәнбә күнидин етибарән пиядә қисимлирини киргүзүп, ғәззә районини қоршавға алди.
Мухбиримиз үмидвар
2009.01.04

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, исраилийиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлири билән хамас қораллиқ күчлири арисида дәсләпки етишишлар йүз бәргән болуп, хамас тәрәп, 30 нәччә исраилийә әскирини яридар қилған, улар икки нәпәр исраилийә әскирини әсиргә алғанлиқини елан қилған болсиму, лекин исраилийә тәрәп өз әскириниң әсиргә чүшкәнлик хәвирини етирап қилмиди. Исраилийә тәрәп тоқунушта 50 нәпәр хамас пидайисини өлтүргәнликини елан қилди.

Шуниң билән бир вақитта йәнә исраилийә айропиланлири ғәззәни давамлиқ бомбардиман қилған болуп, бомбардиман қилишқа танка қисимлири, деңиз армийә қисимлириму иштирак қилған икән. Мәзкур бомбардиманда һазирға қәдәр 470 пәләстинлик һаятидин айрилған. Хамасниң атқан ракеталирида болса 4 нәпәр исраилийилик өлгән.

Вәзийәт наһайити җиддий түс алғанлиқи үчүн явропа иттипақи, русийә қатарлиқ дөләтләр икки тәрәпни уруш тохтитишқа үндәшни күчәйтмәктә.

Бу йил явропа иттипақиниң рәислик вәзиписини зиммисигә алған чех җумһурийити явропа иттипақиниң бир вәкилләр өмикини оттура шәрққә әвәткән. Русийә ташқи ишлар министирликиму пәләстин мәсилисигә мунасивәтлик вәкилини әвәткән.

Хитай ташқи ишлар министирлики болса, икки тәрәпни уруш тохтитишқа чақирған. Б д т баш катипи исраилийини йәр йүзидин һуҗум қилишини тохтитишқа чақирған болуп, б д т бихәтәрлик кеңишиниң 3 - январ ачқан йиғинидин хуласә чиқмиған.

Мисир президенти мубарәк исраилийини дәрһал һуҗум қилишни тохтитишқа чақирған болуп, мубарәк буни "таҗавузчилиқ" дәп әйиблигән, иорданийә рәһбириму охшаш мәйданда туруп исраилийини әйиблиди.

Иорданийә падишаһи абдулла исраилийиниң тинчлиққа еришишиниң бирдин бир усули, пәләстин хәлқиниң мустәқил дөләт қуруш һоқуқни етирап қилиштур, дәп көрсәткән. Лекин, русийиниң "нәвсру" ториниң хәвәр қилишичә, исраилийә қошунлириниң танка қисимлири кечә сәвәбидин хамасниң мудапиә линийисигә һуҗум қилишни вақитлиқ тохтитип қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.