Путин президент намзати болуп, сайламға чүшидиғанлиқини рәсмийләштүрди
Мухбиримиз үмидвар
2011.11.27
2011.11.27
Русийиниң "нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, путинниң президент намзатлиқи йәкшәнбә күни москвада өткүзүлгән русийә бирлики партийисиниң қурултийида мақулланған болуп, 11 миң кишилик қурултайда рәсмий җакарланған шуниңдәк униң намзатлиқи 600 дин ошуқ мәхпий аваз бериш арқилиқ бекитилгән.
Путин келәр йили март ейида сайламға чүшиду, әгәр у ғәлибә қилса, русийә тарихидики әң узун вә үч қетим президент болған кишигә айлиниду. Техи йеқинда медведев өзиниң путин билән орун алмаштуридиғанлиқини җакарлиған иди.