Қағилиқ наһийисидә йүз бәргән тоқунуш с н н қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда кәң орун алди
Вашингтон почтиси, иқтисадчи гезити, муһапизәтчи гезити, телеграф гезити вә с н н қатарлиқ хәлқаралиқ гезит вә телевизийиләр бу һәқтә кәң хәвәр қилди. Мәзкур ахбарат органлири өз хәвәрлиридә вәқә һәққидә мустәқил игиләнгән учурларға вә дуня уйғур қурултийиниң вәқә һәққидики рәсмий баянлириға орун бәрди.
Юқирида исми аталған мәтбуатлар хәвәрлиридә илгири районда йүз бәргән үрүмчи вәқәси вә хотән мукуйла вәқәлирини әслитип өткән вә “хитай даирилири уйғур елидә йүз бәргән һәрқандақ вәқәни давамлиқ террорлуққа бағлап әйибләп кәлмәктә” дегән. Улар буниңға қарита дуня уйғур қурултийиниң баянатини нәқил кәлтүрүп, уйғурлар райондики вәқәләргә хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ сиясити сәвәб болуватиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур вәқә һәққидики хәвәрләр йәнә б б с, америка авази қатарлиқ мәтбуатларда вә түркийә ахбарат васитилиридә вә шундақла чәтәлләрдики хитай кишилик һоқуқ органлириниң тор бәтлиридиму кәң орун алди. Нөвәттә қағилиқ вәқәси һәққидики йеңи вә мустәқил учурлар һәмминиң қизиқ нуқтисиға айланди.