Қатнаш қазаси мәйданида тәбәссум қилған хитай әмәлдари хизмитидин қалдурулди
2012.09.21
Хитай тор бекәтлиридики инкаслардин мәлум болушичә, 36 адәм қаза қилған еғир қатнаш вәқәсидә күлүп туруп мухбирниң зияритини қобул қилған бу әмәлдар шәнши өлкилик қатнаш бихәтәрлики идарисиниң башлиқи болуп, әйни чағда хитай тордашлири йәнә бу әмәлдарниң охшимиған сорунларда, қолидики даңлиқ маркилиқ саәтләрни алмаштуруп чүшкән сүрәтләрниму тор бекитигә йоллиған.
Хитай тор бекәтлиридики бу хәвәр астиға йезилған инкасларда “ яң фамилилик әмәлдар вәзиписидин қалдурулғандиму тәбәссум қилдиму?” дегәндәк мәсхирә вә кинайилик инкаслар йолланған. Йеқинқи йиллардин буян хитайниң аммиви тор бекәтлиридә чирикләшкән хитай әмәлдарлириниң мал-дуня топлаш, байлиқини көз-көз қилиш биләнла болуп кетип, хәлқниң һаяти билән кари болмайдиған бир топ паразитларға айланғанлиқи һәққидики инкаслар барғанчә көпәйгән. Хитай вәзийитини көзәткүчиләр бу һәқтә тохтилип, яң фамилилик әмәлдарниң хизмитидин қалдурулуши хитай һөкүмәт даирилириниң йеқинқи йиллардин буян өз образини қоғдаш үчүн, аммиви тор бекәтләрдики хитай әмәлдарлириниң сәтчиликигә аит инкасларғиму етибар беришкә башлиғанлиқини билдүрди.