Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар мухбир муһәммәтҗан абдулланиң муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқини әйиблиди
2010.12.24
Бүгүн хәлқара қәләмкәшләр җәмийити баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң мухбир муһәммәтҗан абдуллани муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилишиниң хәлқара инсан һәқлири қануни нуқтисидин мәтбуатта әркин болуш, мухбирларни қоғдаш қануни қатарлиқларға хилап қилмиш икәнликини тәкитләп хитай һөкүмитини әйиблиди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитму түнүгүн баянат елан қилип, мухбир муһәммәтҗан абдулланиң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң инсан һәқлиригә қилинған дәпсәндичилик икәнликини тәкитләп, хитай һөкүмитини әйиблигән иди.
Муһәммәтҗан абдулла қолға елиништин илгири хитай мәркизи хәлқ радио истансисиниң мухбири һәм уйғур тилида чиқидиған сәлкин тор бетиниң башқурғучиси болуп, 5- июл вәқәсидин кейин, сәлкин тор бекитидә қутратқулуқ характерлик язмиларни елан қилған дәп әйиблинип қолға елинған иди.