Мең җйәнҗу қәшқәрни тәкшүргәндә, дөләтниң муқимлиқни сақлаш иқтидарини ашурушни тәкитлигән
Мухбиримиз вәли
2011.04.25
2011.04.25
Һейтгаһ мәсчити, “хәлқни бай қилиш вә хатирҗәм қилиш қурулуши” дәп нам қоюлған дөләтбағ йезисидики 11-аһалиләр райони, хитай-ғәрбий асия базири қатарлиқ җайларни көчүргән. У барған җайларда сақчи понкитлириниң нопус ишханилириға кирмәй қалмиған.
Мең җйәнҗу ахирида қәшқәр шәһәрлик парткомда мәҗлис ечип, һалқима тәрәққиятни йолға қоюшта, дөләтниң бихәтәрлики вә җәмийәт муқимлиқини сақлаш қабилийитини ашуруп меңиш керәк дәп йолйоруқ бәргән.
Хитайниң “тәңритағ тор гезити” дики учурлардин мәлум болушичә, мең җйәнҗу сақчи понкитлириниң хитай көчмәнлириниң нопусини тез беҗириш үчүн лайиһилигән “хәлққә асанлиқ яритиш картиси” ға разимәнлик билдүрүп, қәшқәр кона шәһирини өзгәртиш қурулуши партийиниң хәлқ үчүн хизмәт қилиш принсипини әмәлгә ашуридиған қурулуш, силәр һазир һәқиқәтән хәлқ үчүн хизмәт қилидиған орун болуп йетилипсиләр, дегән вә сақчилар билән рәсимгә чүшүп хатирә қалдурған.
Уйғурлар йиллардин буян, хитай әмәлдарлириниң “хәлқ үчүн хизмәт қилиш” дегән сөзини, пәқәт хитайлар үчүнла ишләш дегәндин ибарәт дәп чүшиниду.