4‏-Айдин башлап қәшқәр билән хоңкоң арисида айропилан қатниши йолға қоюлиду

4-Айдин башлап қәшқәр билән хитайниң хоңкоң алаһидә райони арисида йолучилар айропилан қатниши йолға қоюлидиғанлиқи елан қилинди.
Мухбиримиз әркин
2012.03.23

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, хитайниң җәнуб һава йоллири қәшқәр-хоңкоң арисида йеңи һава йоллири ечишни қарар қилған. Хәвәрдә, буниң икки район арисидики иқтисади, мәдәнийәт алмаштурушни күчәйтип, һәмкарлиқни алға сүридиғанлиқи қәйт қилинған.

Қәшқәр-хоңкоң арисида айропилан қатнишини йолға қоюш қарари, хитай һөкүмити “5‏-июл вәқәси” дин кейин уйғур илидики шәһәрләрни кеңәйтип, мәбләғ селиш, көчмәнләрни йөткәш вә байлиқ ечишни тезлитиш пилани йолға қойғандин буян, чиқарған муһим қарарлириниң биридур.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, қәшқәрлик шәһәрлик һөкүмәт билән хитайниң җәнуб һава йоллири ширкити җүмә күни һава қатнишини йолға қоюш һәққидики бир келишимгә имза қойған. Омумий учуш мусаписи 6 саәт 40 минут болуп, айропилан үрүмчидә тохтап өтидикән.

Уйғур илини йеқиндин көзитип келиватқан бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, мәзкур һава йоли қатниши асаслиқи қәшқәр вилайити вә униңға қошна әлләргә мәбләғ салидиған хоңкоң вә авменлиқ содигәрләргә қулайлиқ яритишни мәқсәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.