Қирғиз парламенти америка һәрбий базисини тақаш қарарини тәстиқлиди

Қирғизистан парламенти пәйшәнбә күни президент бақийефниң манас айродромидики америка һәрбий базисини тақаш қарарини авазға қоюп, базини тақаш қарарини тәстиқлиди.
Мухбиримиз әркин
2009.02.19

Көзәткүчиләр қирғизистанниң қарари афғанистанда қошун көпәйтип, талибан күчлирини йоқитишни пиланлаватқан америка президенти барак обамаға йеңи қийинчилиқларни елип келидиғанлиқини билдүрмәктә. Бақийефниң партийисиниң контроллиқидики 90 кишилик қирғиз парламентида 78 нәпәр әза бақийефниң базини тақаш тоғрисидики қарариға қоллап аваз бәргән. Бир киши қарши чиққан, қалғанлар болса аваз беришкә қатнашмиған.

Базини тақаш тоғрисидики пүтүн рәсмийәтләрниң тамамланғанлиқини билдүргән қирғизистан ташқи ишлар министири қадирбек сарбайеф " америкиниң базидики паалийитини ахирлаштурушиға 180 күн берилиду" дегән.

Бақийефниң ахбарат ишханиси президентниң қарарнамигә келәр ай имза қойидиғанлиқини билдүргән. Лекин манастики америка һәрбий базисиниң баянатчиси " биз рәсми уқтурушни күтимиз шундақла ахирқи қарарниң қандақ икәнликигә қараймиз " дәп көрсәтти.

Қирғизистан президенти бақийеф америка базисини тақашни қарар қилғанлиқини елан қилишниң алдида, русийә қирғизистанға 2 милярд доллар қәрз беридиғанлиқини елан қилған иди. Америка ташқи ишлар министирлики чаршәнбә күни "һазир қирғиз һөкүмитиниң бизгә база мәсилисидә қайси тәрәптә туридиғанлиқини билдүридиған пәйти," дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.