Қирғизистан сақчилири үч адәмни диний әсәбий унсур дәп өлтүрди
Мухбиримиз үмидвар
2009.06.28
2009.06.28
Бу вәқәгә улунупла, шәнбә күни кәчтә қирғизистан алаһидә қисими қирғизистанниң җәнубидики өзгәнд районидики қош қорған йезисида җиддий һәрикәт қоллинип, бир қораллиқ гуруппа билән етишип, үч адәмни етип өлтүргән.
Қирғизистанниң акпрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистан сақчи даирилири буларни йәнила өзбекистан ислам һәрикити тәшкилати қатарлиқ диний радикал гуруппилар билән бағлиған болуп, бу қетимқи һәрбий һәрикәтни "алфа" дәп аталған қирғизистан дөләт бихәтәрлик идарисиниң мәхсус алаһидә қисими иҗра қилған икән.