Қирим татарлири хитайға қарши намайиш өткүзди
Улар баяннамидә йәнә, хитайларниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситиниң ирқий қирғинчилиқтин башқа нәрсә әмәсликини ипадә қилип:" дуня мәдәнийитгә зор төһпә қошқан бир милләтниң хитайлар тәрипидин йоқитилишиға қарап турушқа болмайду" деди.
Қирим татар миллий мәҗлисиниң баяннамисидә мундақ дәп йезилған : "татар миллий мәҗлиси уйғурлар билән хитайларниң әмди бир йәрдә яшиши мумкин әмәс, дәп қарайду вә дуня җамаәтчиликидин шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини етирап қилишини тәләп қилиду. Биз бу тәләпни алди билән түркий җумһурийәтләр вә пүтүн мусулман дөләтлиридин тәләп қилимиз. Чүнки түрк вә мусулман болған уйғурлар буддист вә коммунист хитайлар тәрипидин йоқитиливатиду. Уларниң бу паҗиәсидин һәммимиз тарих алдида җавабкар!"
Қирим татар миллий мәҗлиси ана юртлири қирим болған татарларниң әң алий вәкил характерлик оргини болуп, 1991 - йили июнда қурулған. Бу орган украинийә мәркизи һөкүмитидә, қирим аптоном һөкүмитидә вә хәлқарада қирим татарлириға вәкиллик қилмақта.