Қутубида һун дәвриниң мәдәнийәт ялдамилири тепилди
Қутубида байқалған бу қәдимқи замандики мәдәнийәт ялдамилирини, хитайниң 'шинхуа агентлиқи' миладидин илгирики йеғилиқ дәври (миладидин илгири 700 - йиллардин 250 - йилларғичә болған дәвр) дики қия рәсимлири дәп аташ арқилиқ, хитай тарихлирида әйни заманда бу земинниң һунларниң территорийиси дейилгәнликини, бу қәдимқи мәдәнийәт ялдамилириниң һунларниң мәдәнийәт ядкарлиқлири икәнликини вә буниңға түркий хәлқләр, болупму уйғурлар варслиқ қилидиғанлиқини етирап қилиштин өзини қачурди.
Шинхуа агентлиқиниң тәсвирләп көрситишичә, қутубида йеңидин байқалған бу қия рәсимлиридә, йәрлик хәлқниң қәдимқи замандики овчилиқ көрүнүшлири бар. Рәсимләрдә овчиларниң, кейик - ақарларниң, буға - маралларниң образлири яритилипла қалмай, бәлки униңда өкүз образи алаһидә гәвдиләндүрүлгән.