Рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һаҗәтлик филим австралийидә алқишқа еришти
Хәвәрдә көрситилишичә, уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң он шәрти" намлиқ һаҗәтлик филим йәкшәнбә күни кәчқурун тунҗи қоюлған болуп, фестивал тәшкиллигүчилири хитайларниң күтүлмигән аваричилик теришидин сақлиниш учун филим көрситилгән зални аманлиқ сақлиғучи қисимлирини тәклип қилип қоғдатқан.
Мелбурн хәлқара филим фестивали австралийидики әң чоң филим фестивал болуп, мәзкур фестивалға уйғур миллий һәрикити рәһбири дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим һәққидә һөҗҗәтлик филим қатнаштурулған иди.
Һалбуки хитай һөкүмити, мәзкур филимни фестивалдин чиқириветиш үчүн, фестивал мәсуллириға бесим ишлитиш, оз филимлирини фестивалдин чекиндүрүп чиқип кетиш вә фестивал торбетигә һуҗум қилиштин ибарәт һәрикәтләрни қолланғанди.
Филимни австралийилик филим ишлигүчи җәф даниел ишлигән болуп, у хитайниң мәзкур филимгә шунчә күчлүк қаршилиқ қилғанлиқидин һәйран қалғанлиқини билдүргән.