Хитай һөкүмити рамизан мәзгилидә уйғурларни чәкләшни күчәйтмәктә
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.08
2008.09.08
Ню - йорк вақит гезитидә 8 - сентәбир елан қилинған хитайниң уйғур елидә рамизанға қарита чәклимә қоюватқанлиқиға алақидар бир парчә мақалидә көрситилишичә, йәрлик һөкүмәт кадирлири өз даирисидики мәсчитләрни рамизан мәзгилидә һәптидә икки вақ тәкшүридикән.
Алдинқи һәптә радиомиз бу һәқтә бир тәпсилий мәлумат елан қилған болуп, биз игилигән хәвәрләргә қариғанда, һазир уйғур елидә рамизан мәзгилидә, мусулман һөкүмәт кадирлири вә оқутқучи - оқуғучиларниң роза тутуши бирдәк чәкләнгәндин сирт, бәзи җайларда мусулман ашханилириниңму рамизан вақтида тақап қоюш чәкләнгән.
Ню - йорк ват гезитидә елан қилинған мақалидә көрситилишичә, уйғур елидә рамизан мәзгилдә йолға қоюлған бу хил чәкләш васитилириниң рамизандин кейин азрақ бошитилиши вә яки давамлиқ йолға қоюлидиғанлиқи техичә намәлум.