Роза һейттики байрақ чиқириш мурасими наразилиқ қозғиди
Кучадики бир оқутқучиниң билдүрүшичә, 19-авғуст әтигән уларниң мәктипидә барлиқ оқутқучи-оқуғучилар мәктәпкә йиғилип, байрақ чиқириш мурасимиға қатнашқан, андин оқуғучилар синипларға йиғилип таки роза һейтлиқ намаз түгигичә сиясий өгинишкә орунлаштурулған. Башқа учурлардин мәлум болушичә, ақсуниң тоқсу наһийисидики мәлум мәсчиттә бу йил роза һейтлиқ намаз оқулуштин илгири, аввал байрақ чиқириш мурасими өткүзүлүп, андин һейтлиқ намаз оқулған.
Уйғурбиз тори мухбириниң зияритини қобул қилған уйғурлар “йәрлик әмәлдарлар йеңи-йеңи усулларни тепип чиқип пуқраларни қийнимақта. Һөкүмәт даирилириниң бу қилмишиниң өзила миллий зиддийәтни техиму улғайтиветиду!”дегәндәк сөзләр арқилиқ өз наразилиқини ипадилигән.
Хитай даирилириниң уйғур қатарлиқ милләтләрниң диний етиқадиға қаратқан түрлүк чәклимилири хәлқарада үзлүксиз тәнқидкә учрап кәлмәктә. Техи йеқинда даириләрниң рамзан мәзгилидә уйғурларға қаратқан диний чәклимилири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб дөләтлириниң әйиблишигә учриған иди. Дуня уйғур қурултийиму баянат елан қилип, даириләрниң уйғурларға қаратқан зиядә бесимлири уйғурларниң наразилиқини күчәйтип, районда техиму зор қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болуши мумкинликини агаһландурған иди.