Русийә америка билән башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системисида пүтүшүм һасил қилишни халайду
Медведев йәнә русийиниң америка билән бу йил вақти тошидиған " истратегийилик һуҗум характерлиқ қоралларни қисқартиш вә чәкләш шәртнамиси" ниң орниға йеңидин бир келишим түзүшни халайдиғанлиқини җакарлиған.
Бир қанчә йиллардин буян русийә билән америка арисидики әң чоң ихтилапларниң бири америкиниң шәрқий явропаға башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси орнитиш пилани болуп, бу мәсилидә русийә изчил америкиға нарази болуп, буни өзлири үчүн тәһдид дәп һесаблиған иди.