Русийә һазир тартус портиға урушчи парахоттин иккини әвәтти
Шуниң билән, һазир мексикиниң лос кабос шәһиридә ечиливатқан санаәтләшкән 20 дөләт йиғинида америка президенти барак обама билән русийә президенти виладимир путин көрүшидиған пиланни туман басти.
Хәвәрдә ейтилишичә, сүрийидә һазир қариму-қарши икки тәрәп бир-биригә йол қоймай етишиватиду, уруш болуватқан райондики хәлқни бихәтәр җайға чекиндүрүп чиқиш тәшәббусиму әмәлийләштүрүватиду.
Русийә һазир сүрийигә маңғузған икки урушчи парахотниң бири қуруқлуққа чиқип җәң қилидиған 150 әскәрни елип маңалайдиған парахот. Йәнә бири 1 миң 500 тонна йүк қачилап маңидиған һәрбий йүк парахоти.
Учур архиплириға қариғанда, русийә үчүн ейтқанда, сүрийә һазир русийиниң оттура шәрқтики әң ахирқи бир һәрбий базиси туруватқан дөләт.