Русийидә чәтәлликләрниң сани азлитилди
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.16
2009.08.16
Бу санлиқ мәлуматни русийә федерал көчмәнләр идариси мәлум қилған болуп, русийиниң мәзкур оргининиң бир рәһбири русийидики чәтәлликләрниң саниниң бирақла азлап кетишидә русийә һөкүмитиниң өз пуқралириниң иш билән тәминлинишини капаләткә игә қилиш үчүн қолланған қаттиқ чарилири сәвәб болғанлиқини әскәрткән.
Буниң нәтиҗисидә русийигә ишләшкә кәлмәкчи болғанлар 22% төвәнлигән. Русийә һөкүмити русийигә ишләшкә кәлмәкчи болған чәтәл пуқралириға виза беришни қаттиқ қамал қилған. Униңдин башқа йәнә 23 миң чәт әллик қоғлап чиқирилған икән.
Техи йеқиндила русийә сақчи вә көчмәнләр ишлири даирилири москва шәһиридики чәркизовский қатарлиқ базарларни тақап, у йәрдики қанунсиз хитай пуқралирини қоғлап чиқарған һәтта қанунсиз маллирини мусадирә қилған иди.
Чүнки, йеқинқи 10 нәччә йилдин буян москва қатарлиқ шәһәрләрдики чоң - кичик шәһәрләрдики базарларни хитай, вйетнам вә башқа әлләрдин кәлгән содигәрләр контрол қилғанлиқи үчүн русийиликләрдә күчлүк наразилиқ кәйпияти шәкилләнгән һәмдә русийиниң йирақ шәрқ районлирида хитай нопусиниң тез ешиши русийә милләтчилири вә сиясийонлири әндишигә салған иди.