Әң чоң сахта дора ишләш-сетиш делоси хенәндә ашкариланди

Б б с ниң баян қилишичә, хенән сақчилири 11‏-айниң 1‏-күни кәйфең шәһиридә, сахта дора сетиш җинайити садир қилған 114 адәмни қолға алди. Улардин алтә миң бәш йүз қота сахта дорини нәқ мәйданда мусадирә қилди.
Мухбиримиз вәли
2011.11.02

Хитай учур васитилириниң ейтишичә бу, хитайда 1949‏-йилидин кейинки әң чоң сахта дора ишләш вә сетиш делоси болуп һесаблиниду. Бу делониң йип учи бу йил 4 ‏-айда, базардики чоң дориханиға киргән бир аял қолидики сахта дорини дукандики раст дориға алмаштурувалғанда байқилишқа башлиған икән.

Йиллардин буян хитайда дора бихәтәрлики бир чоң мәсилә болуп кәлмәктә. 2008‏-Йили 6 нәпәр бовақ өлгәндин кейин андин зәһәрлик сүт парашуки байқалған иди, униңдин кейин әврәз мейида ишләнгән йемәк байқалди.

Һазир шаңхәйни зиярәт қиливатқан америка йемәк-дора бихәтәрлик идарисиниң башлиқи кайси ханим, хитай даирилиригә, америкиға чиқирилидиған дора-йемәк мәһсулатлириниң бихәтәрлики өлчимини қайтидин оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.