Японийә сенкаку арилиға йеқинлашқан хитай айропиланиға қарши күрәшчи айропилан чиқарди

Японийә даирилири хитай - японийә арисида талаш тартиштики сенкаку арилиға йеқинлашқан хитай айропилани тосуш үчүн күрәшчи айропиланларни ишқа салған.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.05


японийә дөләт мудапиә министирлиқи баянатчисиниң билдүрүшичә, шу җай вақти 5 - январ чүштин кейин саәт 12 дә хитайға тәвә “Y_12” типилиқ айропилан сенкаку арилиға 120 километир йеқинлашқан.

Дәл шу чағда японийә һәрбий даирилири дәрһал күрәшчи айропиланларни ишқа селип, хитай айропиланниң алдини тосқан. Хитай айропилани японийә һава тәвәликигә кирмәй қайтип кәткән.

японийә алдинқи айдиму сенкаку һава теликигә үсүп киргән хитай айропилани тосуш үчүн күрәшчи айропиланларни ишқа салған иди.

Сенкаку арилини хитайлар “дявйү” арили дәп атайдиған болуп, японийә сентәбирдә арални шәхсийләрниң қолидин сетивелип дөләт игидарчилиқиға өткүзгән. Шундин кейин хитай - японийә арисидики арал маҗираси техиму кәскинләшкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.