Шинзо абе қайтидин баш вәзир болуп сайланди
2012.12.26
японийидики әң чоң өктичи партийә - әркин демократлар партийиси бу айда японийидә өткүзүлгән парламент сайлимида үстүнлүкни игилигән.
2 - Дуня урушидин буян һакимийәт йүргүзүп келиватқан әркин демократлар партийиси 2009 - йили японийә демократик партийисигә уттуруп қойған иди.
Әркин демократлар партийиси японийә иқтисадини яхшилаш, дөләт мудапиәсини күчәйтиш вә японийиниң территорийә пүтүнлүкини қоғдаш җәһәтләрдики қаттиқ мәйдани билән хәлқниң қоллишиға еришкән.
Шинзо абе япон милләтчилириниң вәкиллиридин бири болуп, у бу йил май токйода дуня уйғур қурултийиға қатнашқан вәкилләрни қобул қилған вә японийә парламентида қурулған “японийә - уйғур достлуқ җәмийити” ниң баш мәслиһәтчилик вәзиписини үстигә алған иди.