Шветсийә даирилири хитайға җасуслуқ қилиш вәқәсидин йәнә бирни паш қилған
Шветсийә радиоси вә метро гезитиниң хәвәр қилишичә, қолға елинған җасуслуқ гумандари стокһолм әтрапида олтуридиған 40 яшлардики әр киши болуп, униң 2008 - йили күздин башлап 2009 - йили әтиязға қәдәр хитайға җасуслуқ қилғанлиқи илгири сүрүлгән.
Бу һәқтики хәвәрләрдә бу кишиниң миллити тилға елинмиған болсиму, лекин сақчилар бу кишиниң 2009 - йили язда хитайға җасуслуқ қилиш җинайитидин қолға елинип, 16 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған шветсийә пуқраси бабур мәхсутниң делоси билән четишлиқи бар, дәп гуман қиливатқанлиқини билдүргән.
Лекин хитай шветсийидики уйғур мусапирлириниң арисида җасуслуқ паалийити билән шуғулланғанлиқини изчил рәт қилип, бу түрлүк әйибләшни "асассиз һәм яман нийәтлик қарилаш" дәп әскәртип кәлмәктә.