Голландийә парламентидики йиғинда уйғур сиясий илтиҗачилириниң мәсилиси оттуриға қоюлди

Алдинқи күни, голландийә парламенти ташқи ишлар комитети тәрипидин чақирған голландийә‏-хитай мунасивити һәққидики бир қетимлиқ йиғинда парламент әзалири бирдәк голландийә ташқи ишлар министири үри росенталдин голландийә-хитай мунасивәтлиридә кишилик һоқуққа көңүл бөлүшни, болупму тибәт вә уйғурларниң диний вә сөз әркинликигә көңүл бөлүшни тәләп қилған.
Мухбиримиз әркин
2011.11.18

Бәзи парламент әзалири росентални голландийә кишилик һоқуқ әлчисиниң тибәт вә уйғур елини зиярәт қилишиға йол қоюшни тәләп қилип, хитайға бесим ишлитишкә чақирған. Мәркизи голландийидики вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатиниң учуридин мәлум болушичә, йиғинда росентал парламент әзалириниң чақириқиға иҗабий инкас қайтуруп, у бу икки районға кишилик һоқуқ әлчиси әвәтишкә түрткә болидиғанлиқини билдүргән.

Йиғиндин бурун мәркизи голландийидики вакаләтсиз милләтләр тәшкилати голландийә парламент әзалириға хәт йезип, йиғинда кишилик һоқуқ вә аз санлиқ милләтләр мәсилисини оттуриға қоюшни, болупму голландийидин сиясий панаһлиқ тилигән уйғур мусапирлириниң мәсилиси вә уларни хитайға қайтурушниң қанчилик хәтәрлик икәнликини оттуриға қоюшни тәләп қилған иди.

Йиғинда ташқи ишлар министири росентал әскәртип, явропаниң бу мәсилиләрдики мәйданида чиң турушниң муһимлиқини тәкитләп өткән шундақла уйғур вә тибәтләрни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләрниң диний вә сөз әркинлик мәсилисини брюсселниң күнтәртипигә киргүзүшкә вәдә қилған. “5‏-июл вәқәси” дин кейин нурғун уйғурлар хитайниң сиясий зиянкәшликидин қечип, голландийигә келип сиясий панаһлиқ тилигән. Бирақ голландийә уларниң ичидики нурғун кишиниң сиясий панаһлиқ тәлипини қобул қилмиған. Бәзи уйғурлар хитайға қайтуруветилиш хәвпигә дуч кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.