Шәһәрлик оттура сот, 1 ‏ - авғуст полат - төмүр завути үстидин сунулған шикайәтни рәт қилди

18 - Май, үрүмчи шәһәрлик оттура сот, биринчи авғуст полат томур завути үстидин сунулған әмгәк тохтам қануниға алақидар шикайәтни рәт қилди.
Мухбиримиз җүмә
2009.05.19

Алимҗан, рәйһангүл вә су гуаң қатарлиқ 8 нәпәр ишчи, 1 ‏ - авғуст полат - төмүр завутиниң әмгәк қануниға хилаплиқ қилип, уларниң хизмәт салаһийитини өзгәрткәнлики, шуниң билән өзлириниң һәқсиз муамилигә учриғанлиқи хусусида, үрүмчи шәһәрлик оттура сотқа әрз сунған иди.

23 - Апрел, мәзкур сот юқириқи әрз устидин сот ачқан вә" һапила - шапила" һөкүм чиқирип, полат - томур завутиниң қарарини күчкә игә қилған иди.

Бошүн торида көрситилишичә, 18 - май мәзкур дәвагәрләр сотниң һөкүмигә наразилиқ билдүрүп, полат - төмүр завутиға алақидар йеңи дәлил - испатларни тәйярлап сотчи қуддусниң алдиға кәлгән.

Һалбуки сотчи қуддус, дәвагәрләрниң материялни қобул қилмиғандин сирт, материял сунсиму пайдиси йоқлуқини оттуриға қойған һәмдә бу делода әслидики һөкүмни сақлап қалидиғанлиқини, һәтта хитай мәркизи һөкүмитигә әрз сунсиму карға кәлмәйдиғанлиқни билдүрүп, уларни қайтип кетишкә буйруған. Хәвәрдә көрситишичә , нөвәттә әрздарлар қәйәргә беришини билмәй гаңгирап йүрмәктә икән.

Мәлум болушичә,дәвагәрләр әсли 1 ‏ - авғуст полат - төмүр завутиниң "штатлиқ ишчи"лири болуп, уларниң мәзкур салаһийити туюқсиз "тохтамлиқ ишчи" салаһийитигә чүшүрүветилгән вә шуниң билән улар штатлиқ ишчилар бәһриман болидиған барлиқ имтиязлардин мәһрум қалған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.