Архип
2013-02-14
Уйғурбиз тори мухбири 15-феврал күни тор бекитидә хәвәр берип, хоңкоң “сумурғ” телевизийә қанилиға тәрҗиманлиқ қилғанлиқи үчүн, “бөлгүнчилик” билән әйиблинип 11 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған мирхәмитҗан музәппәр үстидин чиқирилған сот һөкүминиң әсли нусхисини, йеқинда уйғур биз ториниң хәлқара тор бекитидә елан қилидиғанлиқини билдүрди.
2013-02-13
Атуш шәһиригә җайлашқан қизилсу аптоном областлиқ дохтурхана дохтурханида намаз оқушни чәкләш тоғрисида уқтуруш тарқатқан.
2013-02-13
Хитай йәрлик һөкүмити уйғур ата - аниларға қарита бир уқтуруш чүшүрүп, улардин пәрзәнтлирини һәр қандақ шәкилдики диний паалийәтләргә қатнишиштин тосушни тәләп қилған.
2013-02-13
Непалда бир тибәт раһиби өзигә төт қоюп, хитайға қарши наразилиқ билдүрүп өзгә от қойған тибәтләрниң санини 100 гә йәткүзди.
2013-02-13
Шималий корийә йәр асти атом синиқи қилғанлиқини җакарлиғандин кейин, японийә вә җәнубий корийә һәрбий һазирлиқини күчәйтти.
2013-02-13
Америка тор саһәсигә хитай қатарлиқ дөләтләрдин келидиған һуҗумларниң көпәйгәнлики хәвәр қилиниватқан мәзгилдә америка президенти бир иҗраийә буйруқиға имза қоюп, америка сода - санаити вә интернет қурулушини қоғдашқа вәдә бәрди.
2013-02-12
Сәйшәнбә күни шималий корийә 3-қетим ядро синақ қилди. Һөкүмәт ахбарат васитилири бу синақниң йәр астида елип берилғанлиқини, синақта алдинқи қетимқи бомбилардин кичик һәм йәңгил, әмма партлаш дәриҗиси интайин зор болған бир ядро бомбисиниң синақ қилинғанлиқини хәвәр қилди.
2013-02-12
Америка хитайдики бир қисим кархана вә шәхсләрни җазалиди. Америка дөләт ишлири министирлиқи дүшәнбә күни америкиниң җазалаш тизимликигә киргүзүлгән хитай карханилири вә шәхсләрниң тизимликини елан қилди.
2013-02-12
Қарақаш наһийиси қишлиқ тәтил мәзгилидә оқуғучиларни қәрәллик һалда мәктәпкә йиғивелип, уларға сиясий идийә тәрбийиси бәргән.
2013-02-11
Хитай мәркизи телевизийисиниң, 9-феврал күни тарқатқан чағанлиқ программисида, ават наһийисидики бир уйғур аилиси тонуштурулуп, бу аилә әзалириниң һарақ ичип йәни ромка соқуштуруп чағанни тәбриклигәнлики вә инақ җәмийәт үчүн тиләкдашлиқ билдүргәнлики көрситилгән.
2013-02-11
Хитай қораллиқ сақчи қисим шинҗаң баш әтрити мушу айниң 7-күни террорлуққа қарши маневир өткүзгән.
2013-02-11
Поскам наһийилик қатнаш бекити бултур 9-айниң 28-күни мәхсус уқтуруш чиқирип узун сақал қойғанларниң вә ропаш аялларниң бекәткә киришигә вә аптомобилға олтурушиға йол қоюлмайдиғанлиқини елан қилған иди.
2013-02-10
Хитайдики кәмситиш характерлик нопус түзүми хитайдики 16 милйон өсмүрни сүпәтлик маарип тәрбийиси елиш пурситидин мәһрум қалдурғанниң үстигә, уларни кейинки һаятида һәр хил җинайәтләрни садир қилишқа мәҗбурлайдикән.
2013-02-10
Америка билән хитайниң дипломатик мунасивәт орнитишиниң ишикини ачқан“ тиктак топ дипломатийиси”ни пәйда қилған хитай тиктак топ маһири җуаң зедоң 73 йешида бейҗиңда вапат болди.
2013-02-10
Иран ислам инқилабиниң 34 йиллиқи мунасивити билән иран пайтәхти теһранда өткүзүлгән хатириләш мурасимида сөз қилған иран ислам җумһурийитиниң президенти махмуд әхмәди ниҗат иранниң һәргизму ғәрбниң бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини тәкитлигән.